Бәш бурҗәк бина дөләт мәҗлисигә дүшмәнниң интернет һуҗумиға қарши һәрбий һуҗум қозғаш һәққидә доклат йоллиди

Б б с ниң баян қилишичә, бәш бурҗәк бина түнүгүн дөләт мәҗлисигә, интернет арқилиқ қилинған һуҗумға тақабил туруш һәққидә йоллиған доклатида, америкиниң интернет системисиға қилинған һәр қандақ дүшмәнлик һәрикәткә тақабил турушта, америка әмди худди дүшмәнгә қайтурма һәрбий һуҗум қозғиғандәк биваситә һәрбий һуҗум қозғашни өз ичигә алған һәммә васитини қоллиниш һоқуқини сақлап қалиду, дәп баян қилинди.
Мухбиримиз вәли
2011.11.16

Доклатта йәнә, интернет арқилиқ америкиниң иқтисад, һәрбий, мәмури тармақлириға қаритилған һәр қандақ уштумтут һуҗум дүшмәнлик һәрикәт дәп қарилиду, бундақ дүшмәнлик һәрикәткә қарита електронлуқ һуҗум билән яки техиму әнәниви болған һәрбий һуҗум билән җаваб қайтуруш арқилиқ америкиниң дөләт мәнпәити вә иттипақдашларниң мәнпәити қоғдилиду дәп баян қилинди.

Хәвәрдә ейтилишичә, һазир америка дөләт мудапиә министирлиқиниң миңлиған җайда қоллиниливатқан онмиңлиған компютерлири вә интернетқа керип мәшғулат қилидиған буниңдин башқа милйонлиған хусусий компютерлар һәр күни күтүлмигән һуҗумға учрап бузулиду яки униңдики керәклик учурлар, мәхпийәтликләр оғрилинип кетиду. Бундақ һуҗумларниң келиш мәнбәси хитай билән русийигә четилиду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.