Иран парис қолтуқи районида ракета синиқи елип барди
Мухбиримиз үмидвар
2012.01.01
2012.01.01
Б б с агентлиқиниң йезишичә, иран деңиз армийә генерали муһәммәд мусавийә бу хил оттура мусапилик башқурулидиған бомбиниң әң илғар техника вә учур системисиға игә икәнликини әскәрткән. У йеқинқи бир қанчә күн ичидә иранниң йәнә бир қанчә башқурулидиған бомбисини қоюп беридиғанлиқини билдүргән.
Америка авазиниң йезишичә, бу иранниң 24 - декабир күни башлиған һормуз боғузидики һәрбий маневирниң бир қисими болуп, иран бу маневирда һәр хил қораллирини ишлитип парис қолтуқи дөләтлири вә һинди окян районида һәйвә көрсәткән.
Бу арида америка президенти обама мудапиә ишлири қануни имзалиған болуп, буниңда иранға қаритилған йеңи ембарго чарилириму әкис әткән иди. Қанун бойичә иран дөләт банкиси билән алақә қилған һәр қандақ чәтәл ширкитиниң америка пул - муамилә саһәси болған алақиси кәсип ташлинидикән.