Қайтидин сайланған иран президенти әхмәдиниҗад қәсәм берип вәзипә тапшурувалди

5 - Авғуст чаршәнбә күни, йеқинда қайтидин сайланған иран президенти әхмәдиниҗад қәсәм берип вәзипә тапшурувалди. Мәлум болушичә, мәһмут әхмәдиниҗадниң қәсәмяд мурасимиға 70 нәпәр парламент әзасиниң 13 нәпири қатнашмиған болуп, бәзилири әхмәдиниҗад сөзгә чиққанда йиғин мәйданидин чиқип кәткән.
Мухбиримиз җүмә
2009.08.05

Әхмәдиниҗадниң икки ай бурун иранда елип берилған президентлиқ сайлимида утуп чиққанлиқи илгири сүрүлгән болсиму, әмма көплигән иран хәлқи мәзкур сайламда сахтилиқ садир болғанлиқини, шуңа сайламни қайта өткүзүш керәкликини тәләп қилип намайиш өткүзгән иди.

Намайишчилар, әхмәдиниҗадқа қарши сайламға чүшкән һүсәйин мосавини қоллап кәң көләмдә намайиш қилған вә һөкүмәт даирилири билән тоқунушқан болуп, намайиш 30 йил илгири иранда елип берилған ислам инқилабидин кейинки әң чоң вәқә дәп қаралмақта.
 
Нюйорк вақти гезитидә көрситишичә, әхмәдиниҗадниң қәсәмяд мурасими өткүзүлгән мәйдан сиртида, йәнә бир қисим кишиләр наразилиқ намайиши өткүзгән вә бир қисим кишиләрни сақчилар тутуп кәткән.

Мулаһизичиләр әхмәдиниҗадниң иккинчи нөвәтлик президентлиқ дәври, иранда сиясий риқабәтләр өткүрләшкән вә иран сиясий мәвқә җәһәттә иккигә бөлүнгән дәвргә тоғра келиду дәп қарашмақта.
 
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.