Ғәрб дөләтлири исламий банкиларниң қаидә - түзүмлирини өгинишкә башлиди
Мухбиримиз өмәр қатат
2008.12.24
2008.12.24
Америка бирләшмә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, йеқинда франсийә һөкүмити бу дөләттә исламий түзүм йәни қуран кәримдә оттуриға қоюлған принсиплар асасида паалийәт елип баридиған банкиларниң паалийәт қилишиға йол қойидиғанлиқини җакарлиған.
Хәвәрдә ейтилишичә, франсийә малийә министири киристин лигарди, парижни бир бүйүк ислам малийә мәркизигә айландуруш үчүн, мәвҗут қанун вә түзүмләргә өзгириш киргүзидиғанлиқи тоғрисида вәдә бәргән. У йеқинда франсийиниң пайтәхти парижда өткүзүлгән бир йиғинда қилған сөзидә, "дуняда очуқлуқ вә мәсулийәтчанлиққа таянған йеңи хәлқаралиқ пул муамилә принсиплирини бекитиш үчүн ғәрб дөләтлири пул муамилә мутәхәссислири ислам дунясидин өгинидиған бәзи нәрсиләр бар," дегән.
Хәвәрләргә қариғанда, нөвәттә исламий қаидә - түзүм билән йәни исламий қанун - принсиплар асасида паалийәт елип бериватқан банкиларниң җәмий мәблиғи 700 милярд доллар әтрапида болуп, мәзкур банкиларниң мәблиғи һәр йили 10 пирсәнт билән 30 пирсәнт арисида көпәймәктә икән.
Гәрчә исламий банкилар ғәрб пул - муамилә системисиниң орнини алалайдиған күч вә қудрәткә игә болмисиму, ғәрб дөләтлири пулға еһтияҗ болуватқан бүгүнки күндә, нурғун кишиләр исламий банкиларни пул йеғишниң йәнә бир чариси дәп қаримақта.