Исраилийә ғәззәгә қоюлған имбаргони юмшитишни қарар қилди
Мухбиримиз ирадә
2010.06.17
2010.06.17
Қарар елан қилинғандин кейин яврупа бирликиниң ташқи сиясәт комитети әзаси кәтрин әштон бу қарарни қарши алидиғанлиқини, әмма бундин кейинки әһвалға қарашниң зөрүрлүкини билдүрүп, "әң муһими қарарниң әмәлийлишиши" дәп көрсәтти.
Хамас тәшкилати бу һәқтики баянатида, бу исраилийиниң, түркийиниң ярдәм боюмлири елип маңған парахотиға һуҗум қилғандин кейин қаттиқ тәнқидкә учрап кәткәнликтин, хәлқараниң көзини бояш үчүн қиливатқан тактикиси икәнликини илгири сүрди.
Пәләстин лидири маһмут аббасму исраилийиниң қарарини әйиблиди вә имбаргониң тамамән әмәлдин қалдурулуши керәкликини тәкитлиди.
Йеқинда исраилийә түркийиниң ғәззәгә ярдәм елип маңған парахотиға һуҗум қилип нәтиҗидә 11 киши һаятидин айрилған. Бу вәқә хәлқара җәмийәтниң исраилийигә болған наразилиқини күчләндүрүвәткән иди. Америка, яврупа бирлики вә нурғун хәлқаралиқ тәшкилатлар исраилийигә ғәззәгә қоюлған имбаргони еливетиш һәққидә бесим ишләткән иди.