Исраилийиниң уруш тохтитиш хияли йоқ
Мухбиримиз гүлчеһрә
2008.12.30
2008.12.30
Исраилийә даирилири йәнә газа районидики урушни давамлаштуруш билән тәң, бир нәччә һәптә ичидә хамас тәшкилатиға қарши мәхсус һуҗум қозғимақчи болуп,исраилийә мудапиә министири хамасқа қарши күришимизни ахирғичә давамлаштуримиз дегән.
Исраилийиниң өткән шәнбә күнидин башлап давам қиливатқан һава һуҗуми җәрянида газа районида өлгәнләр 380 гә йәтти, 1800 дин артуқ бигунаһ пуқралар яриланди. Бирләшкән дөләтләр тәшкилати өлгәнләрниң ичидә аз дегәндә 62 нәпириниң балилар вә аяллар икәнликини билдүрмәктә.
Бүгүн исраилийә даирилири, хамас тәшкилатиниң ракета билән һуҗум қилиши билән исраилийидиму бир әскәрни өз ичигә алған төт адәмниң өлгәнликини билдүргән. Америка бирләшмә агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, явропа бирликигә әза дөләтләр ташқи дипломатийә әмәлдарлири газа кризиси һәққидә бүгүн парижда җиддий йиғилип, пәләстин - исраилийә тоқунушини һәл қилиш, уруш тохтитиш музакирилири елип барған.
Яврупа бирлики бүгүн йәнә бирләшмә баянат елан қилип, тәрәпләрни уруш тохтитишқа чақирған һәм ярдәм вә қутқузуш буюмлириниң газа райониға киришигә йол ечилишини күтидиғанлиқини билдүргән.
Хәлқаралиқ ахбаратларниң газа районидин тарқатқан хәвәрлиригә қариғанда, бу район интайин җиддий һәм қалаймиқан уруш отида қалған болуп, дохтурхана вә қизил крист ярдәм орунлирида дохтур - сестиралар җан талишиватқан апәттики хәлқни қутқузуш үчүн ахирқи чәккичә тиришмақта.