Уйғурлар истанбулда 2500 кишилик иптарға қатнашти
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2008.09.17
2008.09.17
Район башлиқи зияпәттә қилған сөзидә бу иптар зияпити арқилиқ шәрқи түркистан хәлқиниң рамизан ейини тәбрикләйдиғанлиқини билдүргән.
Түркийә муһаҗирәттики шәрқи түркистанлиқларниң муһим паалийәт мәркәзлиридин бири: зәйтунбурну болса, истанбулдики шәрқи түркистанлиқлар мәркәзлик олтурақлашқан җай. Түркийидә нөвәттә, шәрқи түркистан вәхпи, шәрқи түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити, шәрқи түркистан көчмәнләр җәмийити, қәйсәри шәрқи түркистан мәдәнийәт һәмкарлиқ җәмийити вә шәрқи түркистан яшлар тәшкилати қатарлиқ актип паалийәт елип бериватқан тәшкилатлар мәвҗут. Хитай мутәхәссислири түркийини шәрқи түркистанчиларниң идеологийә базиси дәп қарайду.
Уйғур районида, уйғурларниң роза тутуши һәр хил чәклимигә учраватқан, уйғур ашханилири роза мәзгилидә мәҗбурий ачтуруливатқан бу мәзгилдә, истанбул зәйтунбурну район башлиқиниң мәхсус шәрқи түркистанлиқларға иптар зияпити бериши диққәт тартмақта.