Японийә сақчилири чертйож оғрилиған хитай җасусини қолға алди
Мухбиримиз вәли
2012.03.28
2012.03.28
Японийә сақчилириниң баян қилишичә, бу хитай җасус гумандариниң исми таң бө, японийиниң мазак ширкити уни 2006-йили хизмәткә алған. У 3-айниң 12-күни тосаттин хизмитидин истепа бәргән. Ширкәт даирилири униң 2 миң парчидин артуқ чертйожни ширкәт торидин чүшүрүп дискиға қачилап болғанлиқини ениқлиған.
Японийиниң мазак ширкити 1919-йили қурулған, униң мәһсулатлириниң қелипи 1931-йили лайиһиләнгән, мәһсулатлири 1963-йилидин башлап америкиға експорт қилинишқа, 74-йилидин башлап хәлқарада сетилишқа башлиған иди.