Җәнубий җуңго һәптилик гезити хизмәтчилири өлкилик партком тәшвиқат башлиқиниң истепа беришни тәләп қилди

Җәнубий җуңго һәптилик гезитиниң илгирики мухбир вә тәһрирлири имзалиқ хәт йезип, гуаңдуң өлкилик парткомниң тәшвиқат бөлүми башлиқиниң хизмитидин истепа беришини тәләп қилди. Имзалиқ хәткә җәнубий җуңго һәптилик гезитиниң 35 нәпәр хадимидин башқа йәнә 51 нәпәр практикант мухбирму имза қойған.
Мухбиримиз меһрибан
2013.01.04

Очуқ хәттә, гуаңдуң өлкилик партком тәшвиқат бөлүминиң җәнубий җуңго һәптилик гезитиниң 2013-йеңи йиллиқ тәбрик сөзини өзгәртип, гезитханидики бир қисим мухбир вә тәһрирләрни хизмитидин бошатқанлиқини әйиблигән.

Җәнубий җуңго һәптилик гезити хитай җәмийитидики қараңғу тәрәпләрни ашкарилаш, хәвәрдә бирқәдәр әркин болуш истили шундақла хитайдики ислаһат тәрәпдарлири вә мустәқил тәтқиқатчиларниң мақалә-әсәрлиригә гезиттә орун бериш қатарлиқ алаһидиликлири билән хитай пуқралири арисида юқири абруй қазанған. 2009-Йили америка президенти барак обама хитай зиярити мәзгилидә җәнубий җуңго гезитиниң исмини атап бу гезитниң зияритини қобул қилидиғанлиқини билдүргән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.