Камбоджа баш министири һәрбий аптомобиллар үчүн хитайға миннәтдарлиқ билдүрди

Камбоджа баш министири Hun Sen бүгүн мухбирларға қилған сөзидә, хитайниң камбоджаға 257 данә һәрбий йүк аптомобили вә 50 миң қур һәрбий кийим беришкә вәдә бәргәнликини баян қилип хитайға миннәтдарлиқ билдүргән.
Мухбиримиз шоһрәт һошур
2010.05.31

Хунсәнниң билдүрүшичә, бу вәдә бу йил 5 ‏- айниң бешида хусән билән ху җинтав шаңхәйдә көрүшкән чеғида берилгән. Ху җинтав вәдисидә, һәрбий аптомобил вә кийим ‏- кечәкләрниң 6 ‏- айниң 18 ‏- күни камбоджаға йәткүзүлидиғанлиқини билдүргән.

Америка һөкүмити өткән айда, америкиниң йиллардин бери камбоджаға берип келиватқан һәрбий аптомобил ярдимини тохтатқанлиқини елан қилған вә буниң сәвәбини камбоджаниң 20 уйғурни хитайға қайтуруп бәргәнлики дәп көрсәткән.

Камбоджа баш министири бүгүнки сөзидә, хитай рәһбәрлирини камбоджаға ярдәм бериштә аз гәп қилип көп иш қиливатиду дәп мәдиһийилигән. Бир нәччә күнниң алдида америка дөләт мәҗлисидә камбоджаниң америкидики тиҗарий имтиязини бикар қилиш һәққидә тәклип лайиһә чүшкән.

Көзәткүчиләрниң қаришичә, хунсәнниң бүгүнки хитайға миннәтдарлиқ сөзлири америка дөләт мәҗлисидики тәклип лайиһисигә қарита наразилиқ тәсиридин болуши мумкин.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.