Қәшқәр айродроми кеңәйтилмәктә

Хитай ахбарат васитилириниң хәвәр қилишичә, йеқинда қәшқәр айродроми тунҗи қетим йолучилар санини бир милйон адәм қетимға йәткүзүш билән пүтүн хитай бойичә оттура дәриҗилик айродромлар сәвийисигә йәткән. Нөвәттә, хитай һөкүмити қәшқәр айродроминиң йолучилар қобул қилиш дәриҗисини техиму ашуруп, 2020 - йилиға кәлгәндә йолучилар санини 3 милйон 500 миң адәм қетимға йәткүзүшни пиланлиған.
Мухбиримиз үмидвар
2012.12.02


Шинхуа агентлиқиниң нәқил кәлтүрүшичә, қәшқәр айродроминиң кеңәйтилиши униң 2006 - йили чәтәлләргә таможна өткили қилип бекитилишидин кейин күчәйгән болуп, бу йил 11 - айғичә болған арилиқта бу җайда хитайниң җәнубий хитай һава йоллири, хәлқара һава йоллар, шәрқий хитай һава йоллири қатарлиқ 7 һава йоллири ширкити иш беҗиришкә киришкән.

Мәлум болушичә, 2009 - йилидики үрүмчи вәқәсидин кейин, хитай мәркизий һөкүмити шинҗаң хизмәт йиғини чақирип, 19 өлкә вә шәһәрниң уйғур елиға мәбләғ селиши һәм уйғур елини ечишини бекиткәндин кейин, қәшқәр шәһири хитайниң асаслиқ нуқтисиға айланған.

Униң алдида вә униңдин кейин қәшқәр қәдимий шәһириниң чеқилиши һәмдә қәшқәрни тез тәрәққи қилдуруш билән көпләп хитай нопусиниң келип йәрлишиши билән қәшқәр айродроминиң хизмитиму ашқан иди.

Инкаслардин мәлум болушичә, қәшқәр айродроми ичкиридики хитай көчмәнлириниң қәшқәргә келишидики асаслиқ бекәт болғачқа, һөкүмәт ичкири хитай билән қәшқәрниң һава қатнишини күчәйтишкә әһмийәт бәргән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.