Бир қисим мухбирлар вә кишилик һоқуқ актиплириниң skype арқилиқ оғрилиқчә тиңшалғанлиқи билдүрүлмәктә

Бир қисим мухбирлар вә кишилик һоқуқ актиплири бүгүн skype интернет алақә программиси ширкитигә очуқ хәт йезип, өзлириниң скайптин қилған телефонлириниң оғрилиқчә тиңшалғанлиқини инкас қилған.
Мухбиримиз ирадә
2013.01.24

Америкидики верҗ учур ториниң хәвәр қилишичә, әһвал инкас қилғанлар ичидә чеграсиз мухбирлар тәшкилатиму бар икән. Улар скайпниң шәхси учурларниң мәхпийәтлики һәққидики түзүмлирини очуқ-ашкара елан қилишқа чақирди.

Мәлум болушичә, скайпниң америкида ишлитилидиған нусхиси скайп вә том-скайп намлиқ хитайчә нусхиси болуп, хитайчә нәшр нусхисида адәттә сәзгүр сөзләр сүзүлидикән вә қарши тәрәпкә әвәтилмәйдикән. Әмма нурғун кишиләр скайп билән том-скайпниң пәрқини билмигәнликтин, қиливатқан гәплириниң әмәлийәттә хитайниң учур мулазиметирлири тәрипидин бир тәрәп қилиниватқанлиқини билмәйдикән.

Шуңа улар очуқ хетидә кишиләрни бу җәһәттә сәзгүр болушқа агаһландурған. Скайип юмшақ детали башқурғучилирини бу һәқтә җаваб беришкә чақирған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.