Хитай даирилири уйғур елидә көмүр ишләпчиқириш миқдари юқири кан қурулушини күчәйтидиғанлиқини билдүрди

Хитай даирилири уйғур елидики көмүр кан ислаһатини тизлитип ишләпчиқириш миқдари төвән канларни тақайдиғанлиқи шуниң билән бирликтә ишләпчиқириш миқдари юқири кан қурулушини күчәйтидиғанлиқини билдүрди.
Мухбиримиз җүмә
2012.02.25

“йәршари вақит” гезитидә хәвәр қилишичә, даириләр 2015 - йилиға кәлгүчә йиллиқ ишләп чиқириш миқдари 300 миң тоннидин төвән болған йәр асти көмүр канлири вә йиллиқ ишләп чиқириш миқдари 1 милйон тоннидин төвән болған усти очуқ көмүр канларни тақашни қарар қилған.

Буниңда қурулма ислаһати вә байлиқ мәнбәлирини бирләштүрүш қатарлиқ тәдбирләр елинған. Мәлум болушичә, уйғур елидики көмүр канлириниң сани әслидики 456 дин нөвәттики 352гә қисқартилған болсиму, һәр бир канниң йиллиқ ишләп чиқириш миқдари бир һәссә ашурулған.

Хитай даирилири 2004 - йили“ғәрбиниң газини шәрққә йөткәш” қурулушини мәлум чекә йәткүзгәндин кейин йеқиндин буян “ғәрбиниң көмүрини шәрққә йөткәш” қурулушини башлиған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.