Лхасаниң қәдимий шәһәр мәркизини сақлап қелиш үчүн 1 милярд 200 милйон йүән аҗритилған

Тибәт аптоном райони һөкүмити лхасаниң қәдимий шәһәр мәркизини сақлап қелиш үчүн 1 милярд 200 милйон йүән мәбләғ аҗритип қурулуш башлиған.
Мухбиримиз җүмә
2012.12.22


Америка бирләшмә агентлиқиниң йәрлик һөкүмәт хәвәрлиридин нәқил елип хәвәр қилишичә, мәзкур қурулуш җәмий 7 ай давам қилидикән.

Бу җәрянда асасән лхаса шәһириниң қәдимий районлиридин бири болған баркхор райониниң, асасий муәссәсиси, су - ток йоллири вә әврәз йоли техиму раванлаштурулидикән.

Мәлум болушичә, баркхор райони 7 - әсирдә бәрпа қилинған болуп бу районда қәдимий тибәт монастирлири вә қәдимий тибәт мемарчилиқи әң яхши сақлинип қалған икән.

Тибәт аптоном район һөкүмити қәдимий шәһәр районлирини сақлап қелиш үчүн милярд йүәндин артуқ мәбләғ аҗратқан болсиму, уйғур аптоном район һөкүмити тарихи 3 миң йилдин артуқлуқи илгири сүрүлгән қәдимий қәшқәр районлирини “өзгәртип, түзәш қурулуши” намида чеқип йөткәп уйғур мәдәнийитиниң қәдимий изналирини өчүрүшкә тиришқан иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.