Ливийә қозғилаңчилири шәнбә күни җәнубий ливийидә казафийниң қисимлириға қайта һуҗум башлиди
Мухбиримиз җүмә
2011.08.06
2011.08.06
Нөвәттә, қозғилаңчи армийә ливийиниң шәрқидики районларни, казафий қисимлири ғәрбидики районларни контрол қиливатқан болуп, ғәрбий қисимларда илгириләш ясаш қозғилаңчи армийә үчүн интайин муһим икән.
Хәвәрдә нәқил қилишичә, қозғилаңчи армийә командири җүмә ибраһим нөвәттә қозғилаңчи қисимниң шәнбә күндики һуҗум нишани болған бир ғәнәм шәһирини игилигәнликини билдүргән.
У йәнә, алдидики шәһәрләрни бир бир ләрп игиләп, ахири триполиға кириш ғайисини билдүргән.
Бу йил 15-февралдин буян ливийидә хәлқ қозғилип, казафий һакимийити билән уруш қилмақта иди.