Әнглийә баш вәзири камерон лондондики топилаңни әйиблиди

Әнглийә баш вәзири давид камерон дүшәнбә күни кәч баянат елан қилип, 6-авғуст шәнбә күни лондонда башланған наразилиқ намайишиниң топилаңға айлинип, еғир ақивәт пәйда қилғанлиқини әйиблиди.

Баш вәзир камерон йәнә вәқә садир қилғучиларниң җинайи җавабкарлиқи сүрүштүрүлидиғанлиқини билдүрди.

Б б с агентлиқиниң хәвәрлиридин мәлум болушичә, 4-авғуст, лондонда 29 яшлиқ марк дорганниң сақчилар тәрипидин етип өлтүрүлүш вәқәси йүз бәргәндин кейин, нәччә йүзлигән амма сақчихана сиртиға топлинип, тинчлиқ намайиши арқилиқ наразилиқини ипадилигән. Әмма, 6-авғуст шәнбә күни кәчтә намайишчилар билән сақчилар оттурида тоқунуш йүз берип, намайиш тезликтә нәччә он миң кишилик топилаңға айланған.

3 Күндин буян вәқә тезликтә әнглийәниң башқа шәһәрлиригиму кеңийип, сақчи аптомобиллирини көйдүрүветиш, һәтта чоң магизинларни чеқип, булаң-талаң қилиш вәқәлири йүз бәргән.

Әнглийә һөкүмәт даирилири һазирғичә вәқә садир қилғучилардин 40тин артуқ кишиниң қолға елинғанлиқини билдүрди.

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org