Хәлқара уйғур мәдәнийәт мәркизи вашингтонда рәсмий хизмәт башлиди

Хәлқара уйғур мәдәнийәт мәркизи вашингтонда рәсмий хизмәт башлиди. Мәзкур мәркәз америкиниң вашингтон шәһири әтрапида яшайдиған уйғур җамаитиниң күч чиқириши билән уйғур мәдәнийитини кәң тонутуш, чәтәлләрдә җүмлидин америкида яшаватқан уйғурлар вә уларниң пәрзәнтлиригә мәдәнийәт, тарих, өрп-адәт саһәлиридә ярдәм бериш арқилиқ, уйғур мәдәнийитини қоғдаш мәқситидә қурулған.
Мухбиримиз ирадә
2013.01.29

Мәзкур мәркәзниң бүгүн америка уйғур җәмийитиниң тор бетидә елан қилған уқтурушидин мәлум болушичә, мәзкур мәркәз америка, қазақистан, қирғизистан қатарлиқ дөләтләрдики пешқәдәм зиялийлар, болупму иҗтимаий пәндә йетишкән зиялийлар билән һәмкарлашқан асаста америкида яшаватқан уйғур җамаәтлиригә һәр хил мәдәний паалийәт соруни һазирлап бериш, балиларға мәктәп ечиш, яшларни йетәкләш, рәсим, китаб вә йиғин, муһакимә паалийәтлири уюштуруш қатарлиқ хизмәтләр билән шуғуллинидикән.

Хәлқара уйғур мәдәнийәт мәркизи икки йил илгири қурулған вә паалийәт орни үчүн вашингтон әтрапидин 109 мо йәр вә бир бина сетивалған болуп, асасий қурулуш пиланлирини алдимизда йилларда әмәлийләштүрмәкчи икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.