Хитай меламин арилашқан сүт парашоки ишләп чиқарғанлиқи испатланған бир сүт завутини печәтлиди
Мухбиримиз җүмә
2010.01.02
2010.01.02
Ашкарилинишичә, бу нөвәт тақалған шаңхәй "мүшүкейиқ" сүт мәһсулатлири ширкити 2008 - йили меламин қошулған сүт парашоки сәтчилики билән әйибләнгән завутларниң бири икән.
Хитайда 2008 - йили меламин арилашқан сүт парашоки истемал қилған 6 бовақниң өлгәнлики вә 300 миңдин артуқ бовақниң зәһәрлигәнлики ашкариланғандин кейин бу хитайда зор сарасимә пәйда қилған вә дуняниң башқа җайлирида хитайда ишләнгән сүт мәһсулати арилашқан йемәкликләрни чәкләш долқуни көтүрүлгән иди.
Шаңхәй шәһири мунасивәтлик даирилириниң ашкарилишичә мәзкур завут ишлигән сүт мәһсулатлири тәркибидики меламин миқдари "қобул қилғили болмайдиған дәриҗидә юқири" икән.
Мәлум болушичә, бу нөвәтлик тәкшүрүш асаслиқи оттура яшлиқлар учун ишләнгән сүт парашокиға қаритилған.
Хитай мунасивәтлик даирилири йәнә "мүшүкейиқ" сүт мәһсулатлири ширкитиниң қармиқидики ниңша мүшүкейиқ сүт мәһсулатлири завутиниму тәкшүрүш тизимликигә киргүзгән.
Зәһәрлик мадда меламин хитайда ешилгән әрмәк һайван йемәклики вә балилар оюнчуқлири тәркибидә 2007 - йили байқалған вә шу сәвәбтин дуня характерлик хитайда ишләнгән бу хилдики мәһсулатларни йиғивелиш долқуни қозғалған иди.
2008 - Йилдики меламин арилашқан сүт парашоки сәтчилики сәвәбидин хитайда нурғун сүт мәһсулатлири завутлири һәссиләп зиян тартқан. Хитай даирилири меламин сәтчиликигә четилған бир қисим адәмләрни қолға алған вә бәзилиригә өлүм җазаси бәргән иди.
Һалбуки, хитай даирилири қолланған бу хил тәдбирләр көрүнәрлик үнүм бәрмигәнлики ашкарилиниватқан болуп, сүт мәһсулатлири тәркибигә меламин қошуш қилмиши хитайда техи түгини йоқ. Хәвәрләргә қариғанда, хитай даирилири өткән айда шәншидин гуаңшиға меламин арилашқан 5 тонна сүт парашоки елип маңған 3 адәмни тутқан.