Меламин вәқәси хитайниң бақмичилиқ игиликигә кеңәйди
Мухбиримиз әркин
2008.10.31
2008.10.31
Хитай мәтбуатлири пәйшәнбә күни бақмичилиқ игилики билән шуғуллинидиған хитай ферма - ширкәтлириниң тоху, белиқлар вә өй һайванлирини меламин маддиси қошулған дан вә йемәклик билән баққанлиқини ашкарилиди. Хитай чоң қуруқлуқидики бир қисим мәтбуатлар пәйшәнбә күни күни хәвәр елан қилип, меламин вәқәсиниң бақмичилиқ игиликигә кеңийиватқанлиқини илгири сүргән.
" Шаңхәй гезити" җүмә күни елан қилған бу һәқтики бир хәвиридә шаңхәй шәһридики мунасивәтлик органларниң тоху вә белиқчилиқ ширкәтлирини тәкшүрүш тоғрисида уқтуруш чиқарғанлиқи, меламин маддиси арилашқан мәһсулатлар байқалған һаман карханилирини тәкшүрүшни тәләп қилғанлиқини тәкитлигән.
Хитайда меламин вәқәси байқалған 9 - айдин бери бу вәқә дуняниң җидди диққиитини қозғиған зор саламәтлик вәқәси болуп қалған иди. Меламин дәсләптә хитайниң шиҗяҗуаң шәһиридики " үч буға" балилар сүт парашукида байқалған.
Бу хитай бойичә 60 миңға йеқин бовақниң бөрики зәхимлиниш, 4 балиниң өлүшини кәлтүрүп чиқарған иди. Дуня сәһийә тәшкилати хитай йемәкликләр бихәтәрликидә мәсилә чиқишқа хитайниң йемәкликләрни назарәт қилиш сестимисидики бошлуқниң сәвәб болғанлиқини агаһландуруп, сестимини ислаһат қилишни тәләп қилған иди.
Йеқинда хоңкоң даирилири хитай чоң қуруқлуқида ишләпчиқирилған тухумда меламин байқалғанлиқини елан қилған. Хитайниң нәнфаң гезити, "һайванларға беридиған йәм хәшәккә меламин маддиси арилаштуруш бақмичилиқ игиликидики ашкарә мәхпийәтлик" икәнликини билдүргән.