Үрүмчидики мәхмут дамолламниң мейит намизида вәқә чиқип 100гә йеқин киши қолға елинған
2010.12.17
Мәлум болушичә, мәһмуд дамоллам үрүмчидики һөрмәткә сазавәр диний затлардин болуп, у диний һаятида хитай һөкүмитиниң сиясий чақириқлириға әгишип кәтмигән, диний принсиплардин чәтнимигән вә миллий мәнпәәткә мунасивәтлик ишларда һәр вақит һөкүмәт тәрәптә әмәс, җамаәт тәрәптә туруп кәлгән. Шуниң үчүн униң түнүгүнки мейит намизиға бир қанчә миң кишилик җамаәт йиғилған. Җамаәт җиназини елип маңғанлар мәрһумниң һөрмити үчүн, хантәңри мәсчитидин йәнән йолиға қәдәр қолида көтүрүп маңған.
Мейит намизиға қатнашқан җамаәтниң сүри вә һәйвити хитай даирилирини әндишигә салған болуп, хитай сақчилири мейит намизини чүшүрүш вә җиназини елип меңиш җәрянини баштин-ахир қаттиқ контрол қилған. Йәнә дуня уйғур қурултийиниң билдүрүшичә, сақчиларниң назарити җәрянида сақчилар билән җамаәт арисида сүркилиш пәйда болуп, 100 гә йеқин киши қолға елинған. Бу мейит намизи һәққидә "вәтиним" ториға чиққан бир хәвәрдә билдүрүшичә, хитай сақчилири җиназини елип маңған җамаәт зәрәткаһлиққа йетип барғанда, сәпниң алдидики бирқанчә 100 уйғур қоршавға елинип тутқун қилинған. Әмма, һазирға қәдәр түнүгүнки мейит намизида йүз бәргән сақчилар билән җамаәт арисидики сүркилишниң дәриҗиси, сәвәблири һәққидә, шундақла тутқун қилинғанларниң ақивити һәққидә ениқ мәлуматлар мәвҗут әмәс.