Моңғулийидә президентлиқ сайлими өткүзүлди
Мухбиримиз үмидвар
2009.05.24
2009.05.24
Әмма новәттә, президентлиқ вәзиписини атқуриватқан моңғулийә хәлқ инқилабий партийисидин келип чиққан енкибайерниң ғәлибә қилиш еһтималлиқиниң зорлуқи пәрәз қилинмақта.Енкибайерниң рәқиби демократик партийидин келип чиққан намзат сакһиагин әлбәгдорҗиниң қоллиғучилириму көп санлиқни игилигән. Демократик партийә өткән йили уланбаторда наразилиқ намайиш һәрикәтлирини уюштурған болуп, һөкүмәтниң бесиқтурушиға учриған иди.
Новәттә, җәнубта хитай, шималда русийиниң сиясий, иқтисаий тәсири астида туриватқан моңғулийә дөләтниң келәчәк чиқиш йолини издимәктә, уланбатур өзиниң әнәниви иттипақчиси русийигә биләнму қоюқ мунасивәтни сақлаш билән биргә хитай билән болған сода - иқтисадий һәмкарлиқларғиму әһмийәт бәргән шуниңдәк йәнә америка, японийә қатарлиқ дөләтләр биләнму йеқин һәмкарлиқ орнитишқа тиришқан болуп, бу қетим улар амәрика, яврпа иттипақи вә японийә қатарлиқ әлләрниң көзәткүчилирини сайламни көзитишкә тәклип қилған.