Момбайдики һуҗум қилиш вәқәсидә 8 чәтәллик өлгән
Мухбиримиз әркин
2008.11.28
2008.11.28
Һиндистан бихәтәрлик әмәлдари кумават, өлгәнләрниң ичидә 3 германийилик, бир япон, бир канадалиқ, бир австиралийилик барлиқини, қалған икки кишиниң кимлики техи намәлум икәнликини ашкарилиған. яриланғанлар ичидә әнглийилик, германийилик америкилиқ, оманлиқ, норвегийилик, канадалиқ, филипинлиқ, финландийилик, испанийилик, австралийиликләр вә хитайлар бар икән.
Хитай ташқи ишлар министирлиқи җүмә күни һуҗумға учриған меһманханиларниң биридики 5 нәпәр хитай пуқрасиниң хәтәрдин қутулуп, бихәтәрликкә еришкәнликини җакарлиди. Меһманханидики хитайлар билән биргә гөрүгә тутулған ғәрбликләрни асас қилған 100 гә йеқин киши қутқузувелинған. Нөвәттә һиндистан аманлиқ күчлири таҗ мәһәл орда меһманханиси вә мумбайдики бир йәһудилар мәркизидә гөрүгә тутулған кишиләрдин қелип қалған тутқунларни қутқузушниң амалини қилмақта икән.
Б б с бу һәқтики әң йеңи хәвиридә һазирму милтиқ вә партлаш авази аңлиниватқанлиқини билдүргән. Бирләшмә агентлиқи мумбай шәһиридики зәнҗирсиман террорлуқ һуҗумда өлгәнләрниң сани аз дегәндә 143 кә йәткәнликини илгири сүрмәктә.
Һиндистан баш министири манмухан сиң, мумбайдики һуҗумни чәтәлдики тәшкилатлар елип барғанлиқини, қатилларниң җавабкарлиқини чоқум сүрүштүридиғанлиқини җакарлиған. Һиндистан аманлиқ даирилири таҗ мәһәл меһманханисидин пакистандики ләшкәри таибә тәшкилатиниң әзаси дәп гуман қилинған бир пакистанлиқни қолға алған.