Нато қисимлири ливийә пайтәхти триполиға һавадин қайта һуҗум қилди

Бирләшмә агентлиқниң триполидин хәвәр қилишичә, нато қисимлири бүгүн йәни чаршәнбә күни әтигәндә ливийә пайтәхти тириполиға йәнә бир қетим һавадин һуҗум қилған.
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2011.06.22

Һуҗум нәтиҗисидә триполида арқа-арқидин икки қетим бомбардиман авази яңриған; әмма бомбардиманниң қандақ нәтиҗә пәйда қилғанлиқи һазирчә мәлум әмәс.

Нато қисимлири өткән һәптиму триполиға һава һуҗуми елип барған. Казафий һөкүмити шу қетимқи һуҗумда пуқралар олтурақ райони һуҗумға учрап 15 нәпәр пуқраниң өлгәнликини билдүргән иди.

Нато қоманданлиқ штаби болса, казафийниң аһалиләр олтурақ районини уруш қоманданлиқ мәркизи қилип пайдиланғанлиқини, шуңа пуқралар өлгән болса, буниң мәсулийитиниң казафий һөкүмитидә икәнликини билдүргән иди.

Нөвәттә ливийиниң шәрқи қисмидики районлар асасән исянчиларниң қолида, ғәрби қисмидики мисрата қатарлиқ бир қисим муһим порт шәһәрлириму исянчиларниң контроллуқида.

Хәвәрләрдә баян қилинишичә, казафий қошуни ракета һуҗумлири арқилиқ, мисрата шәһиридики исянчи қошунниң триполиға қарап илгирилишиниң алдини тосмақта. Ливийидә пуқраларниң бихәтәрликини қоғдашни мәқсәт қилған нато қисимлири америка, әнглийә вә франсийиниң йетәкчиликидә һәрикәт қилмақта.

Нато қисимлириниң һазирғичә болған һуҗум қетим сани вә салмиқидин қариғанда, пуқраларниң зиянға учрап қелишидин сақлиниш үчүн еһтиятчанлиқ билән һәрикәт қиливатқанлиқи вә һуҗумлирини исянчи қошун пассип әһвалға чүшүп қалған чағларда елип бериватқанлиқи көзгә челиқмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.