Нато баш секретари ливийидики әскири һәрикитини ғәлибилик ахирлаштурғанлиқини елан қилди
2011.10.31
Натониң ливийидики вәзипә муддити 31-өктәбир ахирлишидиған болуп, нато секритариниң бу баянатида 31-өктәбир йерим кечидә берилди. У зиярити давамида ливийә өткүнчи һөкүмәт рәһбәрлиридин мустафа абдулҗелил вә дөләт мудапиә ишлири министири муһәммәд динайслар билән көрүшти.
Расмуссән сөзидә натониң вәзиписиниң шу андин етибарән рәсмий ахирлашқанлиқини елан қилиш билән бирликтә, әгәр өткүнчи һөкүмәт тәләп қилған әһвал астида, бихәтәрлик ишлирида йәнә ярдәмлишидиғанлиқини билдүрди. У йәнә нөвәттә ливийиниң бихәтәрлик ишлириға ярдәм бериш мәсулийитиниң б д т ниң үстидә икәнликини әскәртти.
Нато башлиқи расмуссән, натониң бу қетимқи әскирий һәрикитиниң қурулғандин буянқи әң ғәлибилик һәрикәтлиридин бири икәнликини вә униң ғәлибисидин иптихарлинидиғанлиқини билдүрди.