Нато түркийини башқурулидиған бомбидин мудапиәлиниш қорали билән тәминләйдиғанлиқини билдүрди

Шималий атлантик әһди тәшкилатиниң башлиқи рамиссон “әгәр түркийидин рәсмий тәләп кәлгән әһвал астида, уни башқурулидиған бомбидин мудапиәлиниш системиси билән тәминләйдиғанлиқини ашкарилиди.
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2012.11.19

Рамиссон сөзидә нөвәттә түркийиниң сүрийидин кәлгүси башқурулидиған бомба һуҗуминиң тәһдитидә туруватқанлиқини, шуңа шималий атлантик әһди тәшкилатниң өз әзалириға бәргән вәдиси бойичә, түркийини һәрқандақ бир һуҗумдин қоғдашқа тәйяр икәнликини билдүрди.

Германийә дөләт мудапиә министириму бүгүн түркийиниң башқурулидиған бомбидин мудапиәлиниш системисини тәләп қилишини күтүп туруватқанлиқини ашкарилиди. Германийә ахбарат васитилиридин мәлум болушичә, әгәр түркийә мушундақ бир тәләпни оттуриға қойса, германийидин 200 гә йеқин һәрбий хадим түркийигә йетип келип мәзкур системини орунлаштуриду.

Түркийә өткән һәптә натодин башқурулидиған бомбидин мудапиәлиниш системисини тәләп қилидиғанлиқини ейтқан; әмма тәләп техи рәсмий шәкилдә йолланмиған. Сүрийә мәсилисидә америка вә явропа дөләтлири билән хитай вә русийә арисида баштин ахир пикир ихтилапи сақланмақта. Мәлум болушичә, нөвәттә сүрийә армийисиниң исянчиларға қарита елип бериватқан һава һуҗумлирида қоллинилған қоралларниң көпинчисини русийә тәминлимәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.