Нато, түркийиниң башқурулидиған бомба илтимасини тәстиқлиди
2012.12.04
Йиғин сүрийидин келидиған тәһдиттин қоғдиниши үчүн, түркийигә башқурулидиған бомбидин мудапиәлиниш системисини орунлаштурушни қарар қилди. Бүгүн бу қарарни елан қилған нато секретари рамиссон, “һечқандақ бир күч түркийигә һуҗум қилишни хиялиға кәлтүрмисун” дегән баянлири арқилиқ, нато дөләтлириниң түркийә-сүрийә мунасивәтлиридики мәйданини йәнә бир қетим ениқ билдүрүп өтти.
Бүгүн бу һәқтә позитсийә билдүргән русийә ташқи ишлар министири, күтүлмигән һалда, русийиниң түркийиниң өзини қоғдаш тиришчанлиқиға тосқунлуқ қилиш нийити йоқлуқини баян қилди. Түркийә һүрийәт гезитиниң бу һәқтики хәвиридин мәлум болушичә, нөвәттә натониң тәркибидә башқурулидиған бомбидин мудапиәлиниш системисиға игә болған дөләтләрниң сани 3 болуп, булар, германийә, голландийә вә америка; бу дөләтләрдин кәлтүрүлидиған патриот (вәтәнпәрвәр) намлиқ башқурулидиған бомбиниң түркийигә орунлаштурулуши үчүн 3һәптидин 5 һәптигичә вақит кетиду.