Обама америкиниң афғанистанда ғәлибә қилмиғанлиқини билдүрди
Мухбиримиз үмидвар
2009.03.08
2009.03.08
Америка авазиниң хәвәр қилишичә, президент обама афғанистандики вәзийәтниң ирақтики вәзийәт билән пәрқлиқ икәнликини тәкитләп, бу йәрдики қәбилиләрниң һәрхиллиқи вә уларниң охшаш болмиған мәқсәтләр үчүн иш елип баридиғанлиқини, афғанистандики вәзийәтниң ирақтикигә қариғанда техиму мурәккәп икәнликини әскәрткән. Афғанистан вәзийитиниң мурәккәплики түпәйлидин обама һөкүмити өткән айда афғанистанға йәнә 17 миң кишилик қошун әвәтидиғанлиқини җакарлиған иди.
Обама сөзидә йәнә америка һөкүмитиниң афғанистан мәсилисигә аит йеңи сиясәт йүргүзүши мумкинликидин сигнал бәргән болуп, бу мунасивәт билән афғанистан президенти хамид карзай обама һөкүмитиниң талибанларниң мөтидиллири билән соһбәтлишишини қарши алидиғанлиқини, өзиниңму бундақ сөһбәтни давамлаштурғанлиқини билдүргән.
Шәнбә күни америка ташқи ишлар министири һелларий клинтон түркийини зиярәт қилип, түркийә баш министири әрдоған вә ташқи ишлар министири бабаҗан билән көрүшкән, у сөзидә түркийиниң америка үчүн муһимлиқини тәкитлиди шуниңдәк келәр айда президент обаманиң түркийини зиярәт қилидиғанлиқини билдүргән. Һелларий клинтонниң түркийә зиярити түрлүк инкасларни кәлтүрүп чиқарди шуниңдәк америкиниң оттура шәрқ сияситидә түркийиниң муһим рол ойнайдиғанлиқини намайән қилди.