Америка президенти обама қазаға учриған оқуғучилар аилисидин һал сориди

Президент барак обама йәкшәнбә күни кәчтә коннектикут шитатидики невтовн шәһәрчисигә берип, оқуғучиларни олтуруш вәқәси йүз бәргән сәнди хок башланғуч мәктипидә өткүзүлидиған қаза қилғанларға тәзийә билдүрүш мурасимиға қатнашмақчи.
Мухбиримиз үмидвар
2012.12.16


Америка авазиниң хәвәр қилишичә, шәнбә күни ақсарай баянат берип, обаманиң мәзкур җайға берип, пәрзәнтлиридин вә йеқинлиридин айрилған аилиләр билән көрүшүп, улардин һал соримақчи шуниңдәк ахшими шам йеқип, тәзийә билдүрүш паалийитигә қатнашмақчи икәнликини билдүрд.

Америкини зилзилигә салған башланғуч мәктәп оқуғучилириға оқ чиқирип қирғин қилиш вәқәсидә 20 кичик бала вә 6 чоң адәм һаятидин айрилған иди. Бу вәқә америка җәмийитидә көп ғулғула вә инкасларға сәвәб болди шуниңдәк қорал сақлашни чәкләш чақириқлирини улғайтти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.