Әнглийә бүгүн левийә қозғилаңчилириниң өткүнчи һөкүмитини етирап қилди

Б б с ниң баян қилишичә, әнглийә ташқи ишлар вәзири вилям хаг бүгүн, левийә қозғилаңчилириниң өткүнчи һөкүмити әлчи әвәтсә қарши алидиғанлиқини җакарлиди.
Мухбиримиз вәли
2011.07.27

Бу, әнглийәниң левийә қозғилаңчилириниң өткүнчи һөкүмитини етирап қилғанлиқиниң вә буниңдин кейин техиму көп әмәлий ярдәм беришниң биринчи қәдими.

Әнглийәниң левийидә турушлуқ әлчиханиси бу йил 5‏-айда һуҗумға учриғанда, левийиниң баш әлчиси әнгилийидин қоғлап чиқириғандин башқа, қалған дипломатлири ишини давамлаштуруватқан иди. Әнглийә ташқи ишлар вәзири бүгүн, казафийға қарашлиқ левийә дипломатлириниң һәммисини әнгилийидин қоғлап чиқириш буйруқи чиқарди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.