Пакистан бәш уйғурни хитайға өткүзүп бәрди
Мухбиримиз вәли
2011.08.10
2011.08.10
Хәвәрдә ейтилишичә, бүгүн пакистан бихәтәрлик хадимлири қолини кишәнләп, бешини йөгәп CZ 6008 бәлгилик юлучилар айропиланиға елип чиққан 6 нәпәр уйғурниң үчи әр, бири аял, иккиси кичик бала болуп, пакиистан бихәтәрлик хадимлири буниң ичидики 61k рәттики орундуққа олтүруп болған абдушүкүр аблимит исимлик бир уйғурни айропиландин қайтуруп кәткән. Бу вәқәгә алақидар тәпсилий учурлар техи мәлум әмәс.