Пакистан даирилири хитайға һәмкарлишип, пакистандики хитайға қарши һәрикәтләргә зәрбә беридиғанлиқини билдүрди
2011.08.02
Охшаш бир вақитта пакистан ташқи ишлар министириму баянат елан қилип, хитай һөкүмитиниң “шәрқий түркистан террорчилириға зәрбә бериш һәрикитини қоллайдиғанлиқи” ни билдүргән.
Қәшқәрдә вәқә чиққандин кейин, пакистан һөкүмити пакистандики әң күчлүк җасуслуқ оргини-пакистан муштәрәк истихбарат мудирийитиниң директори лейтенант генерал әһмәд шуҗаһ пашани дәрһал бейҗиңға әвәткән. Бу пакистанниң уйғур қаршилиқ һәрикәтлирини бастурушта хитайға йеқиндин ярдәмдә болидиғанлиқини көрситидикән.
Пакистан-хитай институтниң мудири мушаһид һүсәйин сәйед ройтерс агентлиқиниң зияритини қобул қилғинида: биз пакистан территорийисиниң башқиларға болупму, йеқин қошнимиз хитайға қарши һәрикәт үчүн ишлитилишигә йол қоймаймиз, дегән.
Ройтерс агентлиқиниң хәвиридә хитай-пакистан мунасивити һәққидә мулаһизә йүргүзүлүп, йеқиндин буян, пакистанниң дипломатик мунасивәттә америкидин йирақлишиватқанлиқи, әксичә хитай билән пакистан мунасивитидә зиядә йеқинлишиш кәйпияти күчәйгәнлики, болупму хитай һөкүмити уйғурларға қаратқан бастуруш һәрикәтлиридә пакистанниң һәр вақит хитайға янтаяқ болуп келиватқанлиқи илгири сүрүлгән.