Америка дөләт мудапиә министири леон панетта түркийигә барди
Мухбиримиз җүмә
2012.12.15
2012.12.15
Леон панетта алдинқи күни америкиниң түркийә - сүрийә чеграсиға “вәтәнпәрвәр” намлиқ башқурулидиған бомба орунлаштуридиғанлиқини вә түркийә - сүрийә чеграсиға әскәр йөткәйдиғанлиқини билдүргән иди.
Америкидин башқа йәнә голландийә вә германийиму нөвәттә түркийигә башқурулидиған бомба базиси йөткәшни қара қилған.
Панеттаниң түркийигә қаратқан зиярити алдин пиланланмиған болуп, униң түркийидә қандақ учришишларда болидиғанлиқи һазирчә намәлум.