'Уруш тохтитишниң шәрт - шараити пишип йетилмиди'

Исраилийә баш министири әхуд олмарт хәлқара җәмийәтниң ғәззәдә 48 саәтлик уруш тохтитиш чақириқини рәт қилди.
Мухбиримиз әркин
2008.12.31

У, уруш тохтитиш шәрт - шараитиниң техи пишип йителмигәнликини, лекин "җәнубий исраилийиниң бихәтәрлик әһвалида яхшилиниш болса " уруш тохтитишни чәткә қақмайдиғанлиқини билдүрди.

Исраилийә, пәләстин исламий һәрикити хамасниң контроллиқидики ғәззәгә қаратқан һава һуҗумини чаршәнбә күни йәнә давамлаштурди. Лекин хамас исраилийиниң җәнубидики районларға йәнә ракета қоюп бәргән. Хамас ракеталириниң зәрбә бериш нишани узарған болуп, исраилийиниң ичкири қисмидики бершиба базириға қәдәр йетип барған.

Исраилийә күрәшчи айропиланлири, тик учарлири болса йеқинқи 5 күндин бери хамас нишанлирини бомбардиман қилмақта. Бомбардиман хамас бихәтәрлик күчлириниң қараргаһи, һөкүмәт биналири, йәр асти әткәсчилик тонили вә хамас рәһбәрлириниң өйлиригә қаритилған.

Пәләстин һөкүмәт даирилири һава һуҗумида өлгән пәләстинликләрниң 391 гә йәткәнликини елан қилди. Хамасниң ғәззәдин исраилийә земиниға қоюп бәргән ракета һуҗумида һазирға қәдәр 4 нәпәр исраилийилик өлгән. Исраилийә баш министири әхуд олмарт чаршәнбә күни һөкүмәтниң ички кабинет йиғинидин кейин уруш тохтитишқа шәрт - шараитниң пишип йителмигәнликини җакарлап, " әгәр шәрт ‏ - шараит пишип йетилсә, биз дипломатик нәтиҗә җәнубий исраилийиниң бихәтәрликини сақлашқа ярайду дегән нуқтиға кәлсәк, уруш тохтитишни ойлишимиз, лекин һазирқи әһвал бу нуқтида әмәс " дәп көрсәтти.

Америка чаршәнбә күни явропа иттипақи, русийә вә б д т ниң ғәззәдә уруш тохтитиш чақириқиға қошулди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.