Путин наһөкүмәт тәшкилатларниң һәрикитини чәкләйдиған қанунға имза қойди

Шәнбә күни русийә президенти владимир путин русийә думасиниң қараридин өткән чәтәлләрниң иқтисадий ярдимигә еришкән на һөкүмәт тәшкилатлирини“чәтәлниң алаһидә хизмәтчилири” дәп бекитип, бу тәшкилатларниң паалийәтлирини чәкләйдиған қанунға имза қойди.
Мухбиримиз үмидвар
2012.07.22


Америка авазиниң хәвәр қилишичә, путинниң мәзкур қанунни имзалишидин кейин хәлқаралиқ һоқуқ тәшкилатлири җүмлидин русийидики һоқуқ қоғдиғучилириниң наразилиқ инкаслири пәйда болған. Бир қисим наһөкүмәт тәшкилатлар бу қанунға бойсунмайдиғанлиқини билдүргән. Америка дөләт ишлири министирлики бу һәқтә мәйданини билдүрүп, бу мәсилигә чоңқур көңүл болидиғанлиқини билдүргән.

Путин йәнә буниңдин илгири һөкүмәтниң рухситини алмиған намайишларға қатнашқанларниң җәриманә қоюлуш арқилиқ җазалинидиғанлиқи һәққидики қанунға имза қойған иди.

Владимир путин һакимийәтни игиләштин илгири москвада йүзбәргән кәң көләмлик намайишларни чәтәлләргә бағлап әйиблигән иди. Өктичиләр болса, путинниң һакиммутләқлиқ түзүм орнитиш йолиға меңиватқанлиқини, бу қанунлар арқилиқ хәлқаралиқ инсан һоқуқи тәшкилатлириниң русийидики паалийәтлиригә чәк қоюшқа интиливатқанлиқини тәнқид қилмақта,

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.