Владимир путин президентлиқ салаһийитидики сәпәрлирини оттура асия вә хитайға қаратти

Техи йеқинда президентлиққа қәсәм берип, вәзипә тапшуривалған русийә президенти владимир путин йеқинқи икки һәптә ичидә елип баридиған бир қатар чәтәл сәпәрлириниң күн тәртипни елан қилған болуп, у, алди билән беларусийә, германийә вә франсийини зиярәт қилип болупла,арқидин өзбекистанни зиярәт қилиду. Лекин, путин бу қетим америкидики 8 санаәт дөлити йиғиниға кәлмигән.
Мухбиримиз үмидвар
2012.05.20


Пәрғанә учур ториниң йезишичә, русийә президент ишханисиниң мәлумат беришичә, владимир путин 6 - 7 - июн күнлирини хитайни зиярәт қилиду һәмдә шаңхәй һәмкарлиқиға әза дөләтләрниң алий рәһбәрлири йиғиниға қатнишиду.

Бу, владимир путинниң үчинчи нөвәт президент болғандин кейин, хитайни йәнә президентлиқ салаһийити билән зиярәт қилиши һәмдә шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң алий рәһбәрлири йиғиниға қайтип келишидур.

Путин хитай зияритини ахирлаштуруп болупла қазақистанға келип дөләт зиярити елип бариду.

Путинниң америка вә ғәрб билән болған мунасивәтлирини бир мәһәл соғуқлаштуруп, мана әмди мунасивәтлирини қайта тәңшәватқан өзбекистанни зиярәт қилиши алаһидә диққәткә сазавәр болди. Тәһлилчиләр путинниң явро - асия иттипақини қуруш ғайисини әмәлгә ашурушида өзбекистанниң тосалғу болуши мумкинлики, әмма қазақистанниң уни қоллайдиғанлиқи, шу сәвәбтин путинниң бу икки дөләтни мәркизий асия районида алаһидә орунға қойғанлиқини тәһлил қилишмақта. Униң үстигә буларниң һәр иккилисила енергийә дөләтлиридур.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.