Путинниң қәсәм берип вәзипә тапшурувелиши қаршилиққа дуч кәлди

Дүшәнбә күни владимир путин рәсмий қәсәмият мурасими арқилиқ русийә президентилиқ вәзиписини тапшуривалиду. Бу мунасивәт билән у йәкшәнбә күни москвадики әң чоң черковни таваб қилған. Русийиниң “невсру” учур ториниң йезишичә, йәкшәнбә күни москвадики өктичиләр наразилиқ намайиши өткүзүп, путинниң вәзипә тапшуривелишиға наразилиқ билдүргән.
Мухбиримиз үмидвар
2012.05.06

Нәтиҗидә намайишчилар билән сақчилар арисида тоқунуш келип чиқип, көп санда өктичи тутқун қилинған. Путин дүшәнбә күнидин етибарән өзиниң 3 - нөвәтлик президентлиқ тарихини башлайду. Йәкшәнбә күни йәнә зор санда адәм кочиға чиқип путинниң вәзипә тапшуривелишини қоллиған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.