Хитай қазақистанда хитай тили маарипини омумлаштурмақчи
2010.12.02
Шинхуа ториниң хәвәр қилишичә, 2010- йиллиқ оттура асия иқтисад вә хитай тили мәдәнийити хәлқара илмий муһакимә йиғини намлииқ бу йиғинни или пидагогика иниститути вә қазақистан абләйхан хәлқара мунасивәтләр вә чәтәл тили университети бирликтә уюштурған.
Хәвәрдин мәлум болушичә, бу йиғинниң асасий мәқсити хитайниң қазақистан вә шундақла башқа оттура асия әллири билән болған иқтисадий мунасивитини тәрәққий қилдуруш вә шундақла хитай тили маарипиниң оттура асияда омумлаштурулуши қатарлиқ мәсилиләр үстидә музакирә елип бериш болған. Йиғин қатнашқучилири қазақистанда җүмлидин оттура асиядики башқа әлләрдә хитай тили маарипини үнүмлүк омумлаштуруш вә бу арқилиқ хитай тилиниң хәлқараға йүзлиниш мәсилсини үнүмлүк һәл қилишниң чарилири үстидә мәслиһәтләшкән.
Хитай һазир оттура асиядики тәсир күчини ашуруш үчүн паал һәрикәт қиливатқан болуп, у оттура асияда иқтисад арқилиқла әмәс, бәлки хитай тили вә хитай мәдәнийитигә даир тәшвиқат паалийәтлири арқилиқму бу әлләрдики тәсир күчини ашурушқа тиришмақта. Хитай илгири қазақистанда куңзи тәтқиқат мәркизиниму қурған иди, игилишимизчә, бу нөвәт йиғинда хитай тили дәрсини йолға қоюш үчүн хитай қазақистандики 7 алий мәктәп билән һәмкарлишишни қарар қилған.
Хитай даирилири йәнә қазақистан абләйхан университети билән бирлишип, хитай - қазақистан хитай тили оқутуш мәркизи қурған болуп, бу мәркәз хитайниң қазақистан вә оттура асияда хитай тили маарипини тәрәққий қилдуруш вә омумлаштуруши үчүн муһим бир базиси бопқалидикән.
Хитайниң йеқиндин буян қазақистан билән елип бериватқан қазақистанда иқтисадий алаһидә район бәрпа қилиш, боз йәр ечиш үчүн 70 миң хитай йөткәшкә охшаш бир қатар тиҗарий алақилири бәзи қазақистанлиқ көзәткүчиләрдә әндишә пәйда қилмақта. Улар илгири бу һәқтә билдүргән ипадилиридә буниң хитайниң кеңәймичилик сияситиниң бир қисми икәнликини илгири сүрүшкән иди.