Хәлқара кәчүрүм тәшкилати қазақистан һөкүмитини пикир әркинликини боғуш билән әйиблиди
2012.11.22
Униңда ейтилишичә, қазақистан даирилири йеқинда қазақистандики 40 қа йеқин өктичи мәтбуат вә тор бәтлирини тақаш һәққидә сотқа әрз сунған, улар әрзидә бу ахбарат органлириниң әсәбийлик қилип, җәмийәт аманлиқини бузуватқанлиқини вә дөләтниң хәвпсизликигә тәһдит пәйда қиливатқанлиқини илгири сүргән.
Хәлқара кәчүрүм тәшкилати болса қазақистан даирилириниң “әсәбийликкә қарши туруш” ни баһанә қилип туруп, әмәлийәттә пикир вә ахбарат әркинликини боғуватқанлиқини, нөвәттә өктичи авазларниң тәһдит астида қалғанлиқини билдүрди.
Мәзкур тәшкилат буниңдин сирт, һөкүмәт даирилириниң бир қисим ахбарат хадимлири вә уларниң аилә-тавабиатлирини түрлүк васитиләр арқилиқ аварә қиливатқанлиқини билдүрүп, қазақ даирилиридин кишилик һоқуқ вә пикир әркинликигә хилап болған бундақ қилмишини дәрһал аяғлаштурушни тәләп қилди.