Қәшқәр һөкүмәт даирилири 'төтни билиш, төтни ениқлаш, төтни игиләш' дәйдиған бәлгилимини иҗра қилмақта
Мухбиримиз ирадә
2010.09.16
2010.09.16
Қәшқәр һөкүмәт торида берилгән хәвәрдә баян қилинишичә, бу арқилиқ қәшқәрниң җәмийәт муқимлиқиға, иқтисадниң гүллинишигә капаләтлик қилғили болидикән.
Уйғур ели вәзийити көзәткүчилириниң қаришичә, хитай даирилири уйғур елидә җәмийәт аманлиқини баһанә қилип туруп, уйғурлар үстидики сиясий бесимини үзлүксиз һалда ашуруп кәлмәктә. Буниңдин илгириму уйғур аптоном райониниң сабиқ партком секретари ваң лечуән "иҗтимаий муқимлиққа тәсир йәткүзүдиған амилларни бих һалитидила уҗуқтуруш" дәйдиған йолйоруқни иҗра қилиш арқилиқ уйғурларға қаттиқ зәрбә бәргән иди.
Шитаби германийидики дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат решит қәшқәр шәһәрлик һөкүмитиниң мәзкур бәлгилимилиригә нисбәтән инкас қайтуруп, хитай һөкүмитиниң мушуниңға охшаш түрлүк бәлгилимиләр вә низамлар арқилиқ уйғурларға қаратқан бесимни техиму күчәйтиватқанлиқини көрситип өтти.