Роза һейт һарписида исмаил тиливалди қәшқәрдә муқимлиқни тәкшүрди
Мухбиримиз гүлчеһрә
2008.09.30
2008.09.30
Исмаил тиливалди қәшқәрдә асаслиқ қәшқәр вилайәтлик 6 - оттура мәктәп, кона шәһәр наһийилик 1 - вә 2 - оттура мәктәп, қәшқәр пидагогика иниститути қатарлиқ мәктәпләрдә тәкшүрүш елип берип " шинҗаңниң тәрәққият муқимлиқи кәлгүсидә маарипқа тайинишқа тоғра келиду, " дәп сөзлигән.
У, һейтгаһ мәсчити қатарлиқ җамәләрдиму мәхсус зиярәттә болуп, җүмә дамолла қатарлиқ вәтәнпәрвәр диний затларға қәшқәрниң муқимлиқ хизмитигә төһпә қошқанлиқиға рәхмәт ейтқан һәмдә қәшқәрдики зиярити давамида бу хил вәтәнпәрвәр диний зат, миллий оқутқучи - оқуғучи һәмдә миллий кадирларға қәшқәрдин ибарәт миллий бөлгүнчиликкә қарши күрәшниң алдинқи сепидә түрлүк муқимлиқ тәдбирлирини күчәйтип, "муқимлиқ һәммини бесип чүшиду" дәйдиған идийә билән зәрбә бериш салмиқини ашуруш һәққидә йолйоруқ бәргән.
Исмаил тиливалдиниң бу қетимқи қәшқәр зиярити қәшқәрдә муқимлиқ тәдбирлири һәссиләп күчәйтилгән, маарипни өз ичигә алған барлиқ саһәләрдә "үч хил күчләр"гә қарши сиясий идеологийә бойичә тәрбийиләш башланған бир мәзгилгә тоғра кәлди.
Хитай даирилири қәшқәрдә 4 - авғуст вә 12 - авғуст вәқәлиридин кейин муқимлиқ баһанисида уйғурларға қаратқан сиясий һәмдә диний бесимларни йәниму күчәйткән иди.