Қәшқәрдә 33 уйғурниң қолға елинғанлиқи хәвәр қилинмақта
2012.06.28
Бүгүн дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришит, қәшқәрдә йеқинда әң аз дегәндә 33 кишиниң бөлгүнчиликкә қарши туруш вә қанунсиз диний паалийәтләрни чәкләш нами астида қолға елинғанлиқини, буларниң арисида 4 аялниң барлиқини билдүрди.
Дилшат ришит әпәндиниң ейтишичә, бу кишиләр қәшқәр сақчи даирилириниң қәшқәрдә пәйшәнбә күни башланған сода йәрмәнкисиниң һарписида, йәрмәнкиниң бихәтәрликигә капаләтлик қилиш үчүн елип барған тутқун қилиш, тазилаш һәрикити җәрянида бөлгүнчиликкә аит материялларни тарқитиш вә диний қанунсиз диний паалийәт қилиш нами астида қолға елинған.
Радиойимизниң қәшқәрдин игилигән учурлириға қариғанда, қәшқәрдики бәзи исмини ашкарилашни халимиған кишиләр тутқун қилиш һәрикити болғанлиқини дәлиллигән. Улар йәнә қәшқәрдә һазир сақчиларниң көпәйтилгәнликини, сақчиларниң қәшқәргә кирип-чиқидиған еғизларда уйғурларниң кимликини қаттиқ тәкшүргәндин сирт, хитайларниңму кимликини тәкшүрүлүватқанлиқини инкас қилған.