Қәшқәр вилайитидә 'төтни тонуш' сәйярә тәшвиқати елип берилмақта
Мухбиримиз шоһрәт һошур
2010.08.31
2010.08.31
Лексийә "вәтәнни сөйүп юртни гүлләндүрүш" дегән темида елип берилған. Охшаш лексийә өткән айда пәйзиват наһийисидики бир мәсчиттә өткүзүлгән вәз - нәсиһәт мусабиқисидиму сөзләнгән иди.
Хитай һөкүмити уйғурлардин күтүватқан 4ни тонуш - дөлитини тонуш, җуңхуа миллитини тонуш, җуңхуа мәдәнийитини тонуш вә сотсиялизмни тонуштин ибарәттур.
Қариғанда хитай һөкүмитиниң уйғурлардики қаршилиқ идийисини суслаштуруш үчүн, тәшвиқатта, диний затлар билән маарипчилардин пайдилинишни муһим орунға қоюватқанлиқи билинмәктә.
Түнүгүн үрүмчидә ечилған хусусий карханичиларға ярдәм бериш йиғинида уйғурларниң йоқлуқи, буниң билән тәң, тоққузақта ечилған 4 ни тонуш йиғинида хитайларниң йоқлуқи уйғур көзәткүчиләрниң диққитини тартмақта.