Қирғизистанда партилаш вәқәси йүз берип икки нәпәр сақчи яриланған
2010.11.30
Бирләшмә агентлиқиниң бишкәктин хәвәр қилишичә, бүгүн йәни сәйшәнбә күни әтигәндә, қирғизистан пайтәхти бишкәктә партилаш вәқәси йүз берип, икки нәпәр сақчи йеник һалда яриланған. Қирғизистан даирилири вәқәни исламий қораллиқ күчләрниң кәлтүрүп чиқарғанлиқини билдүргән. Хәвәрдә билдүрилишичә, вәқә садир қилғучилар бишкәктики алий сот мәһкимә қоросиға киридиған йол үстигә ора колап бомба орунлаштурған. Партилаш йүз бәргән вақит сабиқ бақийев һөкүмитиниң әмәлдарлири сотқа тартилидиған күнгә тоғра кәлгән. Қирғизистан бихәтәрлик кеңишиниң мәсули марат иманқулов вәқә садир қилғучиларниң түркистан ислам һәрикити тәшкилатиниң әзалири икәнликини билдүргән. Қирғизистан дөләт бихәтәрлик идарисиниң муавин башлиқи көлбай мусайев, мәзкур тәшкилатниң қирғизистанда 33 орунни һуҗум нишани қилип бекиткәнликини, буниң ичидә 8 орунниң пайтәхт бишкәктә икәнликини билдүргән; у йәнә мәзкур тәшкилатниң росийә вә өзбекистан қатарлиқ бирқанчә дөләткә тәвә кишиләр тәрипидин тәшкилләнгән террорчи тәшкилат икәнликини әскәрткән.
Мәлум болушичә бишкәктә партилаш вәқәси йүз бериштин бир күн аввал, қирғизистаннниң җәнубидики өзбекләр мәркәзләшкән шәһәр ушта, қирғизистан бихәтәрлик күчлири оштики йәрлик күчләр арисида тоқунуш йүз бәргән. Вәқәләрниң тәрәққиятидин қариғанда ошта миллий тоқунуш йүз бәргәндин кейин, қирғизистанниң җәнубидики өзбәкләрниң қораллиқ күч арқилиқ өзини қоғдашқа вә яки қораллиқ йол билән дөләткә өз ирадисини көрситишкә уриниватқанлиқи мәлум болмақта.