Хитай қирғизистанға 2 милярд доллар мәбләғ салмақчи

Хитайниң һидроенергийә ширкити “синогидро” қирғизистан иқтисадиға икки милярд доллар мәбләғ селишни пиланлиған.
Мухбиримиз үмидвар
2011.06.05

Пәрғанә учур ториниң хитайниң “хәлқ гезити” дин нәқил кәлтүрүп тарқатқан учурида ейтилишичә, бу учурни қирғизистанниң биринчи муавин баш министири өмурбек бабанофму ашкарилиған болуп, у 1-июн күни хитайниң “синогидро” ширкитиниң вәкиллири билән сөзләшкәндә хитай тәрәпниң қирғизистанниң сусамир вә кокомерән дәрялирида уланма су електр истансилири қурушқа пүтүшкән.

Пүтүшүм бойичә бирликтә пиланлар түзүлүп, 2011-йилиниң ахиридин етибарән қурулуш башлинидикән. Әслидә бабаноф билән хитай тәрәп бу йил апрел ейида бабаноф бейҗиңни зиярәт қилғанда бу келишим һәққидә сөзлишип, пикир бирлики һасил қилип болған иди.

Кейинки вақитларда қирғизистанниң енергийә мәсилиси җиддийлишип қалған болуп, қирғизистан өзбекистандин алидиған тәбиий газниң һәққини төлийәлмәйдиған әһвал көрүлгән, електр енергийисини ишлитиштиму йетишмәслик көрүлүп, аһалиләрниң һаятиға бесим пәйда қилған иди.

Қирғизистан йеңи һөкүмити қирғизистан су мәнбәсиниң яхши болуштәк әвзәлликидин пайдилинип, су електр истансилирини қуруш арқилиқ енергийә мәсилилиридики қийинчилиқларни шуниңдәк йәнә електр енергийиси експорти арқилиқ дөләтниң иқтисадини яхшилашқа киришкән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.