Оқутқучилар “қош тиллиқ” маарипқа қарши чиқти
2011.10.09
Хәвәргә асасланғанда бу иштин хәвәрдар мәлум бир оқутқучиниң инкас қилишичә, бу оқутқучилар өзлириниң хизмитидин айрилип қалидиғанлиқ хәвирини аңлиғандин кейин, улар бирликтә наразилиқ билдүрмәкчи болған бирақ мәктәп рәһбәрлики буниңдин хәвәр тепип уларни өзлирини тутувелишқа чақирған һәмдә уларни йеңидин хизмәткә орунлаштуридиғанлиқини билдүргән.
Мәктәп улардин йәнә бу ишни ахбарат васитилиригә ашкарилимаслиқни тәләп қилған.
Мәлум болушичә, бу оқутқучиларниң әсли илмий унванлири бир қәдәр юқири һәм узун муддәтлик оқутуш тәҗрибисигә игә маарипчилар икән. Бирақ улар давамлиқ қарши туридиғанлиқини тәкитлигән. Хитай тили сәвәбидин хизмитидин бошитилған вә маарипни хитайчилаштурушқа қарши бу оқутқучилар “қош тиллиқ” маарипни тохтитишни тәләп қилған.
Қош тиллиқ маарип намида пүтүн маарип саһәсини хитайчилаштуруш сәвәбидин бир қисим миллий оқутқучиларниң хизмитидин бошитилиш вә яки дәрс өтүштин қалдуруш вәқәси илгириму йүз бәргән иди.
Нөвәттә, “қош тиллиқ” маарипни йәслигичә омумлаштурушқа җиддий тутуш қилиниватқан болуп, йеқинда шинҗаң радио истансисиниң хәвәр қилишичә, аптоном районлуқ маарип назарити қош тиллиқ йәсли мәктәплирини 2237 гә йәткүзүп, икки йил ичидә аз санлиқ милләт “қош тиллиқ” йәсли оқуғучилириниң санини 349 миңдин ашуридиғанлиқини ейтқан иди.