Қош тил маарипи уйғурлар зич олтурақлашқан наһийә-базарларда җиддий қаралмақта

Хитай даирилири қош тил маарипини уйғурлар зич олтурақлашқан наһийә-базарларда омумлаштурушқа алаһидә җиддий қаримақта.
Мухбиримиз ирадә
2012.10.25

Җуңго маарип тор бетидә елан қилинған хәвәрдин мәлум болушичә, уйғур нопуси әң зич болған наһийиләрдин йәкән наһийисидә қош тил йәслилиридә оқуйдиған балиларниң сани 21 миң 447 нәпәргә йетип, омумлишиш нисбитини 83 пирсәнттин ашқан. Наһийидики 128 оттура, башланғуч мәктәптә 663 қош тил синипи ечилип, тәрбийилиниватқан оқуғучи сани 25076 нәпәргә йәткән.

Хәвәрләрдин, йәрлик даириләрниң уйғур балилириға қош тил мәктәплириниң оқутуш сәвийиси юқири, оқутқучилири хил, оқуғучиларниң алий мәктәпкә өтүш нисбити юқири дәп тәшвиқ қилиш арқилиқ, уларни хитай тилида оқушқа қизиқтуруватқанлиқи мәлум болмақта. Әмма чәтәлләрдики уйғур зиялийлири хитай һөкүмитиниң бу тактикисидин нарази. Улар, уйғур тили биләнму илғар пән-техникиларни өгәнгили болидиғанлиқини билдүрүп, хитай һөкүмитини сәмимий болушқа вә уйғур маарипини йоқитишқа урунмаслиққа чақирмақта.

Хитай һөкүмити уйғурларниң наразилиқиға қаримай 2012-йиллиқ маарип хизмәтлири йиғинида 2015-йилиғичә қош тиллиқ оттура, башланғуч мәктәп нисбитини 75 пирсәнткә йәткүзүш пиланини орундаш үчүн қош тил маарипи хизмитини әң муһим вәзипиләр қатариға киргүзди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.