Хитайниң қурбан һейтлиқ етибар бәлгилимиси уйғурлардин бәк хитайларни хуш қилди

Уйғур аптоном райони алдинқи күни уқтуруш чиқирип, қурбан һейт мәзгилидә кичик типтики аптомобиллардин йол йүрүш һәққи елинмайдиғанлиқини уқтурған.
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2012.10.22

Тәңритағ ториниң бүгүнки бу һәқтики хәвиридин мәлум болушичә, даириләр буни райондики мусулманларға, җүмлидин уйғурларға қаратқан етибар бәлгилимиси сүпитидә йолға қойған. Әмма йәрлик вә хәлқара хәвәрләрдин мәлум болушичә, уйғур районида қатнаватқан аптомобилларниң мутләқ көп қисми хитай көчмәнлириниң иликидә, кичик аптомобилларға саһиб уйғурларниң сани омумий нопусқа нисбәтән ейтқанда техиму аз; шуңа хитайниң бу қетимқи бу қурбан һейтлиқ етибар бәлгилимиси, байрам игиси болған уйғурлардин бәкрәк хитайларни хуш қилғанлиқи пәрәз қилинмақта.

Дуня уйғур қурултийиниң иҗраийә комитети рәиси долқун әйсаниң радиомизға билдүрүшичә, районда уйғур хәлқиниң нөвәттики әң җиддий мәсилилири аптомобил һәққи болмастин, бәлки йемәк-ичмәк, кийим-кечәк вә туралғу мәсилиси болуш билән бирликтә, әркин сөзләш, әркин ибадәт қилиш вә бихәтәр яшаш мәсилисидур.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.