Вашингтон әтрапидики уйғурлар бирликтә қурбан һейт өткүзди
2010.11.21
Виргинийә штатиниң фәирфакис шәһиригә җайлашқан америка- түрк достлуқ җәмийитиниң залида өткүзүлгән бу паалийәткә виргинийә, мариланд вә башқа шитатлирида яшайдиған уйғур җамаитидин 100 дин артуқ адәм қатнашқан болуп, көпчилик бир йәргә җәм болуп, бир-бириниң қурбан һейтини тәбриклиди .
Паалийәт җәрянида америка уйғур җәмийитиниң рәһбәрлири көпчиликниң қурбан һейтини тәбрикләш билән биргә мана мушундақ җамаәтниң даим бир йәргә җәм болуп учришип туруш, пәрзәнтләрни учраштуруп, уларни бир-бири билән достлаштуруш қатарлиқ паалийәтләрниң җамаәтниң бирлики вә иттипақлиқини ашуруш һәмдә миллий кимликини сақлашта пайдилиқ икәнликини тәкитлиди.
Америкидики уйғурларниң саниниң көпийишигә әгишип, уларниң коллектип паалийәтлириму көпийишкә башлиған иди. Буниңдин бир һәптә илгири , йәни 12-ноябир күни вашингтон әтрапини өз ичигә алған америкиниң шәрқий қирғиқидики бир қисим уйғурлар бир йәргә җәм болуп, 1933-йили, вә 1944-йили, 12-ноябир күнлири қурулған шәрқий түркистан җумһурийитини хатирилигән иди.