Рабийә қадир ханим нобел тинчлиқ мукапатиниң тарқитиш мурасимиға тәклип билән қатнашмақчи

Уйғур миллий һәрикити рәһбири рабийә қадир ханим бу йил 10- декабирда өткүзүлидиған нобел тинчлиқ мукапатиниң тарқитиш мурасимиға қатнишиду.
Мухбиримиз җүмә
2010.11.22

Уйғур миллий һәрикити рәһбири рабийә қадир ханим бу йил 10- декабирда өткүзүлидиған нобел тинчлиқ мукапатиниң тарқитиш мурасимиға қатнишиду.
Уйғур америка җәмийитиниң муавин рәиси алим сейитофниң ашкарилишичә, рабийә қадир ханим нобел комитетниң алаһидә тәклипи билән норвегийә пайтәхти ослоға берип мурасимға қатнишидикән.

Бу йиллиқ мурасимға, сабиқ нобел саһиблиридин, тибәтләрниң роһаний даһийси далай лама, чех президенти васлов хавел қатарлиқларму тәклип қилинған.

Бу йиллиқ нобел тинчлиқ мукапати хитай өктичи язғучи лю шявбоға берилгән иди.

Рабийә қадир ханим хитай түрмисидин қоюп берилип америкиға кәлгәндин буян унда бир нәччә йил нобел тинчлиқ мукапатиға намзатлиққа көрситилип кәлгән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.