Русийә президент намзити прохороф : мән президент болсам оттура асия билән чегрини тақаймән.
Мухбиримиз үмидвар
2012.02.19
2012.02.19
Пәрғанә учур ториниң нәқил кәлтүрүшичә, у йәнә “көчмәнләр бизниң кочилиримизда биз яхши көрмәйдиған әшу қой боғузлаш қилмишлирини қилмаслиқи лазим дәп” әскәрткән.
Прохорофниң бу сөзи оттура асиялиқларниң наразилиқ инкаслирини қозғиған болуп нөвәттә русийидә оттура асиялиқлар, хитайлар, ветнамлиқлар вә башқа рус әмәс милләтләргә қарши туридиған, уларни кәмситидиған милләтчиликниңму еғирлишип кетиватқанлиқи йезилмақта.